Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси11 Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди. Gade chapit la |
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди.