Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23:10
8 Referans Kwoze  

Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.


У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип: — Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти.


Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти.


Алий роһанийлар вә ақсақаллар Униң үстидин әризә-шикайәт қил­ғанда, У бир еғизму җавап бәрмиди.


Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди.


Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite