1 Кеңәшмә башлиқлириниң һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани һаким Пилатусниң алдиға елип беришти.
Таң атқанда йәһудийларниң алий кеңәшмисидики ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири җәм болушти. Һәзрити Әйса уларниң алдиға елип келинди.
Шуниң билән улар: — Әнди башқа һеч қандақ әризә қилғучиниң һаҗити қалмиди. Чүнки Өзиниң ағзидин күпүрлүк сөзләрни аңлидуқ! — дейишти.
Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бирлишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди.