5 Уларниң гүл қәқәқлири ечилип, Йәһудаға пул беришкә вәдә бәрди.
Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.
Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яманлиқ қилди.
Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.
Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу соғисини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиған болсаң, пулуң билән биллә һалак бол!
(Йәһуда қилған әскилиги төләмигә егә болған пулға бир парчә йәр сетивелип, шу йәрдә башчилап жиқилип, үчәй-қерини чугулуп өлди.
У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.
Йәһуда мақул болуп, һәзрити Әйсани җамаәттин хали қалғанда уларға тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.