41 Андин һәзрити Әйса нериғирақ берип, тизлинип туруп:
вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп, мүмкин болса у күнниң Өз бешиға кәлмәслигигә дуа қилип:
Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғинимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр.
Бирақ һелиқи баҗгир башқилардин нери һалда ибадәтханиниң бир булуңида туруп, бешини көтирип асманға қарашқиму җүръәт қилалмай, мәйүсләнгән һалда мәйдисигә уруп: «Әй Худайим, мән гунакар. Маңа рәһим қилғайсән», дәпту.
Кейин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: — Әй Рәббим, бу гунани дәп уларни җазалимиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла, җан үзди.
Петрус һәммисини чиқириветип, тизлинип олтирип, Худаға дуа қилғандин кейин, җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, бешини көтирип олтарди.
Павлус бу сөзләрни қилип болғандин кейин, һәммиси билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди.
Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.
Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқузалайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди.