Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:4
9 Referans Kwoze  

Мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә алий роһаний­лар бу хәвәрни аңлап, гаңгирап қелишти. «Әнди бу иш қандақ болар?» дәп өз-өзидин сорашқа башлиди.


Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, бир нәччә мойсү­пәт роһанийлар, мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә садуқий диний еқимидики бир нәччиси келип қалди.


Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.


Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәт­хана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?


Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип:


Уларниң гүл қәқәқлири ечилип, Йәһудаға пул беришкә вәдә бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite