Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:2
12 Referans Kwoze  

Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қили­шини буйруған еди.


Тәврат устазлири билән алий роһанийлар бу тәмсилниң өзлиригә қаритип ейтилғанлиғини чүшинип йетип, һәзрити Әйсани шу чағдила тутмақчи болди. Лекин улар хәлиқтин қорқушти.


Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.


Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бир­лишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди.


Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзар­лиғини егиләвалайли», дейишипту.


икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.


Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» вә «Петир нан» һейтиға икки күн қалған еди. Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйса­ни һейлә билән тутуп уҗуқтуруветишниң чарисини издәшти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite