Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тами­ғини тәйяр қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:12
7 Referans Kwoze  

Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәр­вәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди.


Инсан тәбиити һәққидә һеч кимниң Униңға бир нәрсә дәп беришиниңму һаҗити йоқ еди, чүнки У Өзи кишиләрниң көңлидә немә бар екәнлигини биләтти.


Биз җәм болған жуқурқи қәвәт­тики һоҗрида нурғун май чирақлар йенип туратти.


Үчинчи қетим йәнә: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп: — Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат.


вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар.


Петрус билән Юһанна барса, һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйяр­лашқа киришти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite