Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22:11
9 Referans Kwoze  

Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди.


Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазим­ни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.


— Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти, — дәп җавап бәрди улар.


Әгәр бири силәрдин: «Тәхәйни немишкә йешисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти», дәңлар.


Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап: — Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди.


Бирси силәргә бир немә десә, «Рәббимизниң буларға һаҗити чүшти», дәңлар. Уму дәрһал тәливиң­ларға қошулиду.


у адәм киргән өйниң егисидин: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә? дәп сораватиду», дәңлар.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Йерусалимға кирсәңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир әр кишини учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, у киргән өйгә кириңлар


У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тами­ғини тәйяр қилиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite