9 Уруш вә топилаңниң тивишини аңлиған вақтиңлардиму қорқуп кәтмәңлар. Бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди дегәнлик әмәс.
Шуңа бундақ аламәтләр көрүнгән чағда силәр бешиңларни көтирип қәддиңларни руслаңлар, чүнки бу силәрниң қутқузулушуңларға аз қалди дегәнликтур.
Һәзрити Әйса мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һошияр болуңлар. Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» вә «Қиямәт күни йеқинлап қалди!» дәйду. Силәр ундақ кишиләргә әгәшмәңлар.
Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду.