Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Улар һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Буларниң йүз беридиғанлиғини билдүридиған қандақ бешарәт болиду? — дәп сориди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21:7
13 Referans Kwoze  

— «Жиркиничлик вәйран қилғучиниң» өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапханлар бу сөзниң мәнасини чүшәнсун) Йәһудийә өлкисидики аһалиләр тағларға қачсун.


Билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат кишиләр аләмдин өтмәйду.


Һәзрити Әйса Зәйтун теғида олтарғанда, шагиртлири астағина Униң йениға келип: — Бизгә ейтиңчу, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Сизниң вә заман ахириниң келишини билдүридиған қандақ бешарәтләр болиду? — дәп сорашти.


— Шундақ бир вақит келидуки, силәр бу йәрдә көрүватқан һәм­мә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурул­майду, — деди.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һошияр болуңлар. Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» вә «Қиямәт күни йеқинлап қалди!» дәйду. Силәр ундақ кишиләргә әгәшмәңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite