6 — Шундақ бир вақит келидуки, силәр бу йәрдә көрүватқан һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди.
Һәзрити Әйса униңға: — Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрүватамсән? Бу йәрдә һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди.
Һәзрити Әйса уларға: — Мана буларни көрүватамсиләр? Билип қоюңларки, бу йәрдики һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди.
Улар һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Буларниң йүз беридиғанлиғини билдүридиған қандақ бешарәт болиду? — дәп сориди.