3 — Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзәридә һәммиңларниңкидин көп.
Бир киши разимәнлик билән чамисиниң йетишичә бәрсә, бу иш Худани хурсән қилиду. Худа һәргизму һәр кимдин өзидә йоқиниму беришни тәләп қилмайду.
Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болушидин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.
Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бирлишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди.
Билип қоюңларки, ғоҗайин уни пүтүн тәәллуқатини башқурушқа қойиду.
Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худаниң Падишалиғини көрмигичә өлмәйду.
Илияс пәйғәмбәр вақтида уда үч жил алтә ай ямғур яғмай, Исраилниң һәммә йеридә қурғақчилиқ йүз бәргән болуп, у йәрдиму ачарчилиқта қалған нурғун бечарә тул аяллар бар еди.
У йәнә бир намрат тул аялниңму иккила тәңгини ташлаватқанлиғини көрүп:
Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң барлиқ тирикчилик қилидиғинини сәдиқә қилди, — деди.