Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21:12
31 Referans Kwoze  

Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.


Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.


Йәргә жиқилған Саулға: — Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир аваз аңланди.


Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.


вә әлчи­ләрни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, һәргиз һәзрити Әйса тоғрилиқ тәлим бәрмәсликни буйриди, андин уларни қоюп бәрди.


Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду.


Қалғанлири һелиқи чакарларни тутувелип, қаттиқ уруп өлтүрүветипту.


Кәлгүсидә чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Билип қойғин­ки, шәйтан араңлардин бәзиләрни йеқинда зинданға ташлитип синимақчи. Силәр он күнгичә қийнилисиләр. Таки өлгичә Маңа садиқ бол. Шу чағда Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.


Мана бу ишларниң йүз бериши худди һамилдар аялниң толғиғиниң башланғиниға охшайду.


Шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар йүз бериду, жуқумлуқ кесәлләр тарқилиду вә асманда қорқунучлуқ аламәтләр көрүниду.


Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite