6 Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки уларниң һәммиси Йәһияниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишиниду, — дейишти.
Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, хәлиқниң ғәзивидин қорқмисақ болмайду, чүнки улар Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қарайду, — дейишти.
Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия пәйғәмбәрдинму үстүндур.
Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.
Нурғун кишиләр Униң йениға кәлди. Улар: — Йәһия пәйғәмбәр һеч бир мөҗүзә көрсәтмигән, лекин бу Адәм тоғрисида ейтқанлириниң һәммиси тоғра чиқти! — дейишти.
Саңа кәлсәк, әй балам, Сәнму улуқ Худаниң пәйғәмбири, дәп атилисән. Рәббимизниң йоллирини тәйярлаш үчүн һазирлиғучи болисән.
Һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнгән йәһудийларниң чоңлири Уни тутқун қилмақчи болди. Лекин хәлиқтин қорқуп, Уни ташлап кетип қалди.
Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
Уни тутушни ойлисиму, хәлиқтин қорқушти, чүнки хәлиқ Уни пәйғәмбәр, дәп қаратти.
Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти.
Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди.
Улар өз ара талишишқа башлап: — Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду.
Буниң билән улар: — Йәһияниң һоқуқиниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.