Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 20:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси16 Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду. Көпчилик буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз йүз бәрмисун! — дейишти. Gade chapit la |
Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлиримизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрмидиңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!
Ундақта, биз немә дәймиз? Тәврат қануниниң өзи гунаниң мәнбәси боламду? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Гуна Тәврат қанунида көрситилмигән болса, мән қилмишлиримниң гуна екәнлигини билмәттим. Мәсилән, Тәврат қанунида: «Башқиларниң тәәллуқатлириға көз қириңни салма», дейилмигән болса, ундақ қилишниң гуна екәнлигини билмигән болаттим.