Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 20:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Үзүм­ләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у қуллиридин бирини өзигә тегишлик үлүшини елип келишкә әвәтипту. Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни думбалап, қуруқ қол қайтурупту.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 20:10
32 Referans Kwoze  

Худди шуниңдәк, қериндашлирим, силәр Әйса Мәсиһниң қурван болуши билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Силәр һазир башқа биригә бағландиңлар, йәни өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Буниң билән силәр Худаниң хизмитидә болуп, Униңға шан-шәрәп кәлтүрәләйсиләр.


Силәр Мени таллиғи­ниң­лар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду.


Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар.


Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, уларға бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту, у йәрдә узун вақит турупту.


Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униму шундақ уруп, һақарәтләп, йәнә қуруқ қол қайтурупту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite