51 Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди.
Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди.
Буниң билән Йүсүпниң акилири униңға интайин көрәлмәслик қилишидиған болуп қалди. Лекин атиси бу ишни көңлигә пүкүп қойди.
У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.
Чүнки силәр мана шундақ азап-оқубәткә чақирилдиңлар. Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун, дәп силәргә үлгә қалдурди.
Лекин һәзрити Әйса җававән: — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди. Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди.
Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.
Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәммисини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти.
Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.
Шу күнләрдә һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһиридин келип, Йәһия пәйғәмбәр тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.
У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәтханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи болғанда,
Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәмсилни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр.
Бири униңға: — Насирәлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп уқтурди.