41 Һәзрити Әйсаниң ата-аниси һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға баратти.
Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди.
Пүткүл әрләр бир жилда үч қетим Маңа — исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Егиси Худаниң алдиға кәлсун.
Пәрвәрдигар мундақ деди: — Силәр бу күнни хатириләп, һәр жили мошу күндә Пәрвәрдигар үчүн һейт өткүзүңлар. Бу силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
«Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди.
Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти.
Бу йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған вақит еди.
Гөшни йегән вақтиңларда, худди сәпәргә тәйярланғандәк белиңларни чиң бағлап, чоруғуңларни кийип, қолуңларға һасаңларни тутуп чапсан йәңлар. Бу Пәрвәрдигар өтүп кетидиған күндур.
Һәзрити Әйса он икки яшқа киргән жили, улар Уни елип, адити бойичә Йерусалимға йәнә барди.