4 Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәлилийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти.
Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвладидин һәм падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилмигәнмиди?» дейишти.
У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәтханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи болғанда,
Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.
Хошна аяллар бәс-бәстә: — Наоми бир оғул нәврилик болди! — дейишип, балиға Обeд дәп ат қойди. Обeд Йишайниң атиси, Йишай падиша Давутниң атиси еди.
Дәрвазиниң йенидики ақсақаллар вә җамаәт: — Шундақ, биз гувадуримиз. Пәрвәрдигар Яқупниң аяллири Раһилә билән Леяһқа нурғун пәрзәнт бәргинидәк, аялиң Рутқиму көп пәрзәнт ата қилғай. Әфратада бай болғайсән, Бәйтләһәмдә иззәт-аброй тапқайсән.
Рут етизда башақ териватқанда, Боаз Бәйтләһәмдин кәлди. У омичиларға: — Пәрвәрдигар силәргә яр болғай! — дәп салам бәрди. — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! — дәп салам қайтурди уларму.
Бирақ Натанйәл: — Насирәликму?! Әшу кичик бир шәһәрдин мундақ яхши иш чиқарму? — деди. — Келип көрүп бақ, — деди Филип.
Улар бирликтә Бәйтләһәмгә йетип кәлди. Улар йетип кәлгәндә, пүтүн шәһәр хәлқи һаяҗанға чөмди. Аяллар һәҗәплинип, бир-биригә: — У расттинла Наомимиду? — дейишти.
Бундақ қилишимдики мәхсәт, анаң Раһиләниң сәвәвидиндур. Мән Паддан-Аррамдин қайтип кәлгинимдә, анаң Қанан районидики Әфратаға баридиған йол бойида мени һәсрәттә қалдуруп вапат болди. Мән уни шу йәрдила дәпнә қилған едим, — деди. (Әфрата һазир Бәйтләһәм дәп атилиду.)
Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң бойиға дәпнә қилинди.
Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән.
Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.
У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди.