Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:34 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

34 Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди: — Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун киши­ләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:34
38 Referans Kwoze  

Шундақтиму биз йәткүзүватқан Хуш Хәвәр, йәнила Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болушидин ибарәттур. Йәһудийлар уни һақарәт дәп қариса, греклар уни әхмиқанилик дәп қарайду.


Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қиливетиду.


Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.


Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.


Бу немә үчүн? Чүнки улар ишәнчкә әмәс, бәлки яхши әмәллиригә тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришти. Буниң билән улар Ташқа, йәни Әйса Мәсиһкә путлишип жиқилип чүшти.


Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Лекин улар Павлус билән Силасни тапалмай, Ясун вә башқа бир нәччә мәсиһийләрни йәрлик әмәлдарларниң алдиға тартип апирип: — Һәммә җайларда аләмни астин-үстүн қилмақчи болған һелиқи адәмләр шәһиримизгиму йетип кәлди.


Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди.


Дуниядики падишалар сәп тартип, Худа вә У тайинлиған Қутқазғучисиға қарши җәм болушти».


Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди.


Кимду-ким яманлиқ қилса, нурға өч болиду вә қилған-әткәнлирим ашкарә болуп қалмисун, дәп нурдин қачиду.


— Җанаплири, Әйсаниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән», дегини есимиздә.


Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.


Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду.


Муса пүтүн нәрсиләрни көздин кәчүрүп, уларниң қилғанлириниң пүтүнләй Пәрвәрдигарниң әмри бойичә болғанлиғини көрүп, уларға бәхит тиләп дуа қилди.


Кейин Йүсүп атиси Яқупни ордиға башлап келип, Мисир падишаси билән көрүштүрди. Яқуп падишаға бәхит-саадәт тилиди.


униңға бәхит тиләп: «Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бәхитлик қилғай!


Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.


Лекин сениң пикирлириңни аңлап бақмақчимиз, чүнки сән тәәллуқ болған бу еқимниң һәммә йәрдә қаршилиққа учраватқанлиғидин хәвиримиз бар, — дейишти.


Шуниң билән уларниң көңлидики мәхпий ғәрәзләр ашкарилиниду. Униң рәт қилиниши билән, сениң жүригиңгә өткүр бир қилич санчилғандәк, қәлбиң қайғудин өртиниду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite