Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Тунҗа қетимлиқ бу нопус тизимлаш, Киринийниң Сурийә өлкисигә һаким болуп турған вақтида елип берилған еди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:2
9 Referans Kwoze  

Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшин­чи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти.


Шуниң билән Агрипа хан, һаким Фестус, Агрипаниң сиңлиси Бәрники вә башқилар орунлиридин туруп,


«Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисияс­тин еһтирам билән салам!


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


У сехиргәр бу аралниң билимлик римлиқ һакими Сергиюс Паулниң тонуши еди. Һаким Сергиюс Барнаба билән Саулни чақиртип, Худаниң сөзлирини аңлимақчи болди.


Кейин нопус тизимлаш вақтида җәлилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму өлтүрүлүп, әгәшкүчилириму тарқитиветилгән.


У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.


Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди.


Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite