Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 «Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:14
36 Referans Kwoze  

Шуңа биз ишәнчимиз арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинип, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән инақ мунасивәттә болдуқ.


«Пәрвәрдигаримизниң намида кәлгән Падишаға мубарәк болсун! Инсан Худа билән яраштурулғуси, әң бүйүктики Худаға шан-шәрәп болсун!»


Һәм У арқилиқ йәр йүзи вә асман­дики барлиқ мәвҗудатни Өзи билән яраштуруп, Униң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқ инақлиқни әслигә кәлтүрүшниму халиди.


Мән йәнә асман, йәр йүзи, йәр асти, деңизлар вә каинаттики пүтүн җанлиқларниң: «Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә қудрәт, Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға мәңгү мәнсүп болсун!» дегинини аңлидим.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Мән Сән Маңа буйруған һәммә ишларни орунлаш билән Сениң улуқлуғуңни йәр йүзидә аян қилдим.


Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй!


Уни Рәббим, дәп етирап қилиду. Буниң билән Худа Атимиз улуқлиниду.


Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән халайиқ: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.


бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.


Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди.


Чүнки Худа силәрни өзгәртип, силәргә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн арзу һәм күч-қудрәт бериду.


Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрси­тиштур.


Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә,


Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қили­мән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмли­риниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.


Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди.


Бирдинла һелиқи периштәниң әтрапида башқа нурғунлиған периштәләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:


Периштәләр улардин айрилип асманға чиқип кәткәндин кейин, падичилар бир-биригә: — Бәйтләһәм йезисиға берип, Худа бизгә уқтурған бу вақиәни көрүп келәйли, — дейишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite