Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди!

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:11
38 Referans Kwoze  

У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди.


Шуниң үчүн, әй исраил қериндашлар, шуни қәтъий билишиң­лар керәкки, Худа силәр чапрас яғачқа миқлап өлтүргән һәзрити Әйсани һәм Рәббимиз, һәм бизни гуналиримиздин азат қилидиған Қутқазғучи-Мәсиһ қилип тайинлиди! — деди.


Петрус дәпму аталған Симун: — Сиз мәңгү һаят Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди.


Рәббимниң аниси болуш сүпитиң билән мени йоқлап кели­шиңгә мунасип әмәсмән.


Әйсаниң Мәсиһ, йәни Қутқазғучи екәнлигигә ишәнгән киши Худаниң пәрзәнди болған болиду. Атисини сөйидиған киши Униң пәрзәнтлириниму сөйиду.


Уни Рәббим, дәп етирап қилиду. Буниң билән Худа Атимиз улуқлиниду.


Улар аялға: — Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәви­динла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқә­тән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! — дейишти.


Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәли­лийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти.


Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи.


Дәсләпки инсан йәрдин, йәни топидин яритилди. Кейинки Инсан, йәни Әйса Мәсиһ асмандин кәлди.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.


Асмандики Атимиз Өз Оғли Әйса Мәсиһни бу дуниядики инсанларниң Қутқазғучиси болушқа әвәтти. Буни биз көрдуқ һәм буниңға гувалиқ беримиз.


Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди.


Худа исраил хәлқиниң гуналириға товва қилип, кәчүрүмгә еришиш пурситигә егә болуши үчүн, һәзрити Әйсани Йетәкчи һәм Қутқазғучи қилип, Өзиниң оң йениға олтарғузди.


Ишинимиз вә билимизки, Сиз Худа әвәткән Муқәддәссиз!


Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқаз­ғучи» дегән мәнада.)


Бу сөзләрдин кейин һәзрити Әйса шагиртлириға Өзиниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Сени аял билән дүшмән қилимән. Униң әвлади билән сениң әвладиңму Дүшмәнлишип өтиду. Униң Әвлади сениң бешиңни йәнчийду, Сән Униң тапинини чақисән», деди.


Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.


Мән қәтъий шундақ қараймән­ки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакали­нишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.


— Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар ари­сиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнли­ги­­ңизгә ишинимән.


Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу?


У Муқәддәс Роһтин кәлгән аяндин өзиниң һаят вақтида Пәрвәрдигар тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһни көрәләйдиғанлиғини билгән еди.


У улуқ пәйғәмбәрлири арқилиқ вәдә қилғинидәк, Бизни дүшмәнлиримиздин вә яман көргәнләрдин қутқузуш үчүн, Хизмәткари болған падиша Давутниң әвладидин бир күчлүк Қутқазғучи тиклиди.


Аял һәзрити Әйсаға: — Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди.


Худа бурун вәдә бәргинидәк, Давут падишаниң әвлатлиридин исраилларға бир Қутқазғучи тайинлиди. У — һәзрити Әйсаниң Өзидур!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite