Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2:1
13 Referans Kwoze  

Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшин­чи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти.


Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду, андин заман ахири келиду.


Һалбуки, Павлус Римда Рим императориниң алдида сорақ қилинишни тәләп қилди. Шуңа мән уни императорниң алдиға әвәткәнгә қәдәр, солақта тутуп турушни буйридим.


Бу йәрди­ки муқәддәс хәлиқтин, болупму Рим императориниң ордиси­дики хизмәткар қериндашлардин силәргә салам.


Алди билән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худаға шүкүр ейтимән, чүнки ишәнчиңлар дунияниң һәммила йеридә сөзләнмәктә.


Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болиди­ған­лиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.)


Әгәр җинайитим болса вә өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мени җазалимаң, дәп тәләп қилмиған болаттим. Уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири әмәлиятқа уйғун әмәс. Шуниң үчүн һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Рим императориға әризә қилимән! Өзи мени сорақ қилсун!


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Дунияниң һәр қайси җайлириға берип, пүтүн инсанларға Хуш Хәвәрни җакалаңлар.


Билип қоюңларки, Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди һәзрити Әйса уларға.


Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим импера­ториға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? — дейишти.


Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.


У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди.


Падиша Аһашвируш өз империясиниң пүтүн йәрлиридин, һәтта оттура деңизғичә болған җайлардин алван/мәҗбурий селиқ жиғатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite