Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Закай дәрһал чүшүп, интайин хошал болған һалда һәзрити Әйса­ни өйигә апирип меһман қилди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19:6
11 Referans Kwoze  

Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди.


У Павлус билән Силасни өз өйигә башлап келип, алдиға дәстихан салди. Улар Худаға ишәнгәнликтин аилә бойичә хошаллиққа чөмгән еди.


У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгәндин кейин, бизни өйигә тәклип қилип: — Әгәр силәр мени Рәббимиз Әйсаға ишәнди, дәп қарисаңлар, мениң өйүмгә берип туруп кетиңлар! — дәп чиң турувалди. Шуниң билән биз униңға мақул болуп, өйигә бардуқ.


Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.


Улар дәрһал Бәйтләһәмгә берип, Мәрийәм билән Йүсүпни тепип, оқурда ятқан Бовақни көрди.


Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап: — Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди.


Буни көргән җамаәт: — Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite