Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19:42 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

42 — Әй йерусалимлиқлар! Неминиң силәргә аманлиқ кәлтүриди­ған­лиғини бүгүн билгән болсаңлар! Амма у һазир көзлириңлардин йошурундур.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19:42
35 Referans Kwoze  

Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.


силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.


Һәзрити Әйса Йерусалимға йетип кәлгәндә, шәһәрни көрүп, һәс­рәт­тә көз йеши қилип:


Шундақ күнләр келидуки, дүшмәнлириңлар шәһириң­ларниң әтрапиға қорған қуруп, силәрни төрт тәрәптин қоршавелип,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite