Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
12 Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту.
Шуниңдәк, Әйса Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн, бирла қетим қурван болди. У қайта кәлгәндә, инсанларниң гуналириниң төләмигә қурван болуш үчүн әмәс, бәлки Өзини күткәнләрни үзүл-кесил қутқузуш үчүн келиду.
Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, уларға бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту, у йәрдә узун вақит турупту.
Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.