11 У чағда һәзрити Әйса пайтәхт Йерусалимға йетип келишкә азла қалғанлиғи үчүн, җамаәт хата һалда Униң Худаниң Падишалиғини тиклишигә аз қалди, дәп қаратти.
Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсадин Худаниң Падишалиғиниң қачан намайән болидиғанлиғини сориди. Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Худаниң Падишалиғиниң намайән болуши көз билән көргили болидиған иш әмәс.
Әлчиләр һәзрити Әйса билән җәм болған вақитта, Униңдин: — Әй Рәббимиз, шу вақитта Исраил падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусиз? — дәп сориди.
Һәзрити Әйса өлүп, андин тирилип, асманға елип кетилидиған күнгә аз қалғанда, Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди.