10 Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.
У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди.
Биз гунадин қутулушқа амалсиз қалғанда, Әйса Мәсиһ биз гунакарлар үчүн Худа бәлгүлигән вақитта Өзини пида қилди.
Һәзрити Әйса һелиқи аялға қарап мундақ деди: — Мән пәқәт Худаниң йоқалған қойлири — исраилларға әвәтилдим.
Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.
Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.
Униңдин көрә, Худаниң йоқалған қой падилири, йәни исраиллар арисиға бериңлар.
— Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақлиниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду.
Инсан Оғли азған адәмләрни қутқузғили кәлди.
Худа Оғлини дуниядики инсанларни сораққа тартишқа әмәс, бәлки уларни қутулдурушқа әвәтти.
— Шуниңға охшаш, әгәр бир аялниң он данә қиммәтлик күмүч тәңгиси болуп, униңдин бирини йоқитип қойса, қандақ қилиду? У җәзмән чирақни яндуруп, өйни сүпүрүп таки тәңгә тепилғичә һәммә йәрни зәң қоюп ахтуруп чиқиду.