5 лекин бу тул аял дайим ишигим алдидин кәтмәй мени зериктүрүвәтти. Униңдин қутулуш үчүн һал-дәрдини аңлап, дәрдигә йәткиним түзүк охшайду», дәп ойлапту.
Яқ, у достлуқниң йүзини қилмиған тәғдирдиму, сениң тартинмастин қайта-қайта ялвурушуң сәвәвидин болсиму, орнидин туруп, сориған нәрсәңни чоқум бериду.
Һәзрити Әйсаниң алдида келиватқан кишиләр тиләмчини әйипләп, униң үн чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
Лекин һәзрити Әйса у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Шагиртлири Униң алдиға келип: — Бу аялни йолға салғайсиз! Кәйнимизгә әгишивелип йол бойи вақирап жүриду, — дәп тәләп қилди.
Шу шәһәрдики бир тул аял һемишәм униң алдиға берип: «Бирси маңа азап салди, сиз адил һөкүм чиқирип, маңа атидарчилиқ қилсиңиз», дәп тәләп қипту.
Хуш Хәвәрни йәткүзүп болғандин кейин, Худаниң алдида мукапатқа еришишкә лайиқ әмәс болуп қалмаслиғим үчүн, тенимни етиқат йолида яшашқа қаттиқ көндүрүп, өзәмни тизгинләватимән.