12 Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.
Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, сузап қатарлиқ дора-дәрманларниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ һәққанийлиқ вә Худаға болған муһәббәткә сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду.
Шу вақитларда Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, һәзрити Әйсаға: — Биз вә пәрисийләр роза тутимиз, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду? — дәп сорашти.
Силәрму шуниңға охшаш, Худа буйруған һәр қандақ бир ишни орунлиғиниңларда: «Биз әрзимәс қуллириң, пәқәт өз вәзипимизнила орунлидуқ», дәңлар.
Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмәнликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.
— Диққәт қилиңларки, башқиларға көз-көз қилиш үчүн яхши иш қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапитиға еришәлмәйсиләр.
Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ.
һәм йәһудий диний йолида нурғун тәңтушлиримдин хелила алдида тураттим. Әҗдатлиримизниң әнъәнилирини қоғдашта пүтүн вуҗудум вә қизғинлиғим билән ишләттим.
Буниңдики мәхсәт, Худаниң алдида һеч қандақ адәмниң «мән таллинишқа әрзиймән», дәп махтиналмаслиғидур.
Шундақ екән, биз Тәврат қануниға әмәл қилиш билән Худа тәрипидин қобул қилиндуқ, дәп махтинимизму? Яқ! Бизниң махтинишимизниң орни йоқ. Немә сәвәптин? Чүнки инсанлар Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқла кәчүрүмгә еришиду.
— Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.
— Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәтхана яки төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәзләрдәк дуа қилмаңлар. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.
Шуңа билип қоюңларки, силәр Худаға бойсунушта Тәврат устазлири вә пәрисийләрдинму ешип кәтмисәңлар Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйсиләр.