Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 18:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 18:1
26 Referans Kwoze  

Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.


Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.


Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.


Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.


Худа рәһим-шәпқити билән бу хизмәтни бизгә бәргән екән, җасаритимизни йоқатмаймиз.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафира­дин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худа­ниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.


Деңиздики тағларниң һуллириға чөкүп кәттим, Чиқиш йоллири мәңгүгә етилгән җайға. Лекин, әй Пәрвәрдигар, Худайим, Җенимни өлүкләр дияридин Өзәң қутқузувалдиң.


Чүнки тилигәнләр чоқум еришиду, издигәнләр чоқум тапиду, ишикни қаққанларға ишик чоқум ечилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite