4 Мабада у бир күн ичидә силәргә йәттә қетим гуна қилип, һәр қетим келип товва қилса, гуналириниң һәммисини кәчүрүм қилиңлар.
Муқәддәс Язмиларда йәнә мундақ йезилған: «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услиғини қандур. Бундақ қилиш билән униң йүзини чимилдитип, уни хиҗаләтчиликтә қалдурисән». Силәрму интиқам елишниң орниға шундақ қилиңлар.
Бизгә гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.
Шуниңға охшаш, әгәр һәммиңлар қериндашлириңларни дилиңлардин кәчүрмисәңлар, асмандики Атамму силәрни кәчүрмәйду.
Лекин аңлимиса, сениң ейтқанлириңниң гувачиси болуш үчүн йәнә бир-икки кишини елип, униң йениға барғин. Һәммә ишта икки-үч адәм гувачи болсун.
Лекин шуни билип қоюңларки, силәргә дүшмәнлик қилғанларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар.
Он икки шагирти һәзрити Әйсаға: — Ишәнчимизни күчәйткәйсиз, — дейишти.