Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 17:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Бундақ адәмниң бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташлаветилгини әвзәл. Чүнки бу җаза Маңа йеңидин ишәнгәнләрниң бирини аздурған кишигә берилидиған җазадин яхширақ.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 17:2
13 Referans Kwoze  

— Кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға чөктүрүлгини әвзәл.


Шуниңға охшаш, асмандики Атаңларму бу сәбиләрниң һеч қайсисиниң езип қелишини халимайду.


— Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақли­ниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду.


Худа тоғрисидики билимни тонуп йәтмигәнликтин виждани асанла азаплинидиған мәсиһийләрниң арисида уларға охшаш яшавати­мән. Бундақ қилишимдики мәхсәт, уларниң ишәнч­ини мустәһкәм­ләштур. Барлиқ чариләрни ишлитип техиму көп киши­ләр­ниң қутқузу­луши үчүн, мәйли мән қандақла кишиләрниң арисида болай, Худа мәнъий қилмиғанла болса, шу кишиләрниң адәтлири бойичә яшаймән.


Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған киши­ниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.


Лекин мән бу һоқуқниң һеч қайсисидин пайдиланмидим. Һазирму мән бу хәтни бу һоқуқумдин пайдилинай, дәп йезиватқиним йоқ. Мән өлүшкә разимәнки, бирақ бу иш үчүн махтинишимниң қуруқ сөз болуп қелишиға йол қоймаймән.


Тамақтин кейин һәзрити Әйса Симун Петрустин: — Юһанна оғли Симун, сән Мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни Сиз билисиз, — деди Петрус. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қозилиримни отлат! — деди.


Бирақ баҗ жиққучи­ларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite