16 вә һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип тәшәккүр ейтти. Бу адәм йәһудийлар яман көридиған самарийәликләрдин еди.
Һәзрити Әйса бу он икки шагиртини хәлиқниң арисиға әвәтиштин авал, уларға мундақ дәп тапилиди: — Йәһудий әмәсләрниң зиминлириға бармаңлар. Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму бармаңлар.
Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.
Төрт тирик мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, йетәкчиләр йәргә баш қоюп, тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға сәҗдә қилатти.
жигирмә төрт йетәкчи әбәдил-әбәт яшайдиған тәхттә Олтарғучиниң айиғиға баш қоюп сәҗдә қилатти. Таҗилирини тәхтниң алдиға қоюшуп, мундақ дейишәтти:
Бирақ шуни билишиңлар керәкки, Муқәддәс Роһ вуҗудуңларға чүшкәндә, силәр күч-қудрәткә толуп, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә өлкилири, һәтта дунияниң булуң-пушқақлириғичә Маңа гувачи болисиләр.
Йәһудийларниң самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйдиғанлиғини билидиған аял: — Өзиңиз йәһудий туруп, мәндәк самарийәлик аялдин қандақларчә су сорап қалдиңиз? — дәп сориди.
Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға җававән: — Һәҗәва, бизниң Сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәмсән», дегән сөзимиз тоғра әмәсму? — дейишти.
Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.
Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизлинип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.
Өзидә немә әһвалниң йүз бәргәнлигини сәзгән аялму қорққинидин титригән һалда һәзрити Әйсаниң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә Униңға һәқиқий әһвални ейтти.
һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатарлиқ соғиларни елип сунушти.
Ибрам йәргә баш қойди. Худа униңға мундақ деди:
Һәзрити Әйса буни көрүп турғанларға: — Сақайғанлар он адәм әмәсмиди? Қалған тоққузи қени?
Ичидики йошурун ой-пикирлири ашкарилинип, буниң билән «Худа һәқиқәтән силәр билән биллә екән», дәп етирап қилип, йәргә баш қоюп Худаға сәҗдә қилиду.