1 Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Кишиләрни гуна қилдуридиған сәвәпләрниң болуши муқәррәр. Лекин бу сәвәпләрни пәйда қилғанларниң һалиға вай!
Инсанни гунаға аздуридиған қапқанлар түпәйлидин, бу дунияниң адәмлириниң һалиға вай! Бундақ қапқанлардин қечип қутулғили болмайду, лекин шу қапқанларни қурғучиниң һалиға вай!
Шуниң үчүн, әгәр йегән гөшүмиз түпәйлидин бундақ билимни тонуп йәтмигән қериндишимизниң ишәнчи бузулғидәк болса, биз бу гөшни қәтъий йемәйла қояйли.
Шуниң үчүн бир-бириңларни әйипләшни тохтитиңлар. Қериндишиңларни тоғра йолдин аздуруп, уларни гунаға жиқитишқа сәвәп болидиған һәр қандақ иш қилмаслиқни қарар қилиңлар.
Араңларда бөлүнүшләрниң пәйда болушидин сақланғили болмайду. Лекин мошундақ болғанда, зади кимниң Худани хурсән қилидиғанлиғини көрүвалғили болиду.
Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.
Лекин һәзрити Әйса Петрусқа қарап: — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Сән Маңа путликашаң, сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди.
Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.
Лекин саңа бир наразилиғим бар, бу болсиму араңларда Билъамниң тәлимигә әгәшкәнләр болмақта. Билъам Балақ дегән адәмгә исраилларни бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.
Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.
Лекин әҗдадимиз Ибраһим униңға: «Улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң сөзини аңлимиса, өлгән адәм тирилсиму, ишәнмәйду», дәпту.
Муқәддәс Роһ шуни бизгә очуқ ейтидуки, ахир заманда бәзиләр ишәнчтин тенип, һелигәр җинлар вә уларниң сахта тәлимлиригә әгишиду.