Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Тепивалғанда, интайин хурсән болуп, қойни мүрисигә артип,

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:5
31 Referans Kwoze  

Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.


— Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти.


— Билип қойки, бүгүн сән Мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди һәзрити Әйса униңға.


Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.


Худа алдин-ала тәйяр­лап қойған бу үзүл-кесил қутқузушни ахир заманда ашкарә қилғичә, Өзиниң қудрити билән силәрни ишәнчиңлар арқилиқ қоғдайду.


Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.


Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.


Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим.


— Әгәр ичиңларда бириниң йүз қойи болуп, униңдин бири йоқи­лип кәткән болса, у қандақ қилиду? У җәзмән қалған тохсән тоққуз қойни отлаққа ташлап, һелиқи йоқалған қойини тепилғичә издәйду.


өйигә елип келиду. Андин холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқалған қоюмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite