Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 — Әгәр ичиңларда бириниң йүз қойи болуп, униңдин бири йоқи­лип кәткән болса, у қандақ қилиду? У җәзмән қалған тохсән тоққуз қойни отлаққа ташлап, һелиқи йоқалған қойини тепилғичә издәйду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:4
19 Referans Kwoze  

Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.


Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.


Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бирәриңларниң қойи ориға чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?


Рәббимиз Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр, дәм елиш күни өкүз вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили елип барисиләрғу?! Бу һәрикитиңларни иш дәп һесаплимамсиләр?!


Шуңа сән бундақ яман ишларни қилғучилар үстидин һөкүм қилишиң мүмкин. Бирақ әй бурадәр, сәнму бундақ ишларни қиливатисәнғу! Ундақта, сениң ким болушуңдин қәтъий нәзәр, Худа сорақ қилидиған әшу күндә өзәңни ақлашқа банә көрситәлмәйсән. Чүнки башқилар үстидин мундақ ишларда һөкүм қилсаң, өз үстиң­диму шу ишлардин һөкүм қилған болисән.


Шуңа һәзрити Әйса бу һәқтә уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite