3 Шуңа һәзрити Әйса бу һәқтә уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғотулдишип: — Бу адәм немишкә дайим гунакарларни қарши алиду вә улар билән бир дәстиханда олтириду? — дейишти.
— Әгәр ичиңларда бириниң йүз қойи болуп, униңдин бири йоқилип кәткән болса, у қандақ қилиду? У җәзмән қалған тохсән тоққуз қойни отлаққа ташлап, һелиқи йоқалған қойини тепилғичә издәйду.
Муқәддәс Язмиларда: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дейилгән. Силәр берип бу сөзниң мәнасини үгиниңлар. Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиғанларни чақирғили кәлдим, — деди.
Униңдин көрә, Худаниң йоқалған қой падилири, йәни исраиллар арисиға бериңлар.
Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.
Иккинчи қетим йәнә униңдин: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус йәнә: — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.