Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғотулдишип: — Бу адәм немишкә дайим гунакарларни қарши алиду вә улар билән бир дәстиханда олтириду? — дейишти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:2
12 Referans Kwoze  

Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Устазиңларниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти.


Буни көргән җамаәт: — Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти.


Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәм­бәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнли­гини биләтти!» дәп ойлиди.


Кейин бәзи пәри­сийләр вә уларниң диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири рәнҗигән һалда һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Силәрниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтар­ғиниңлар қандақ гәп?! — дейишти.


— Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.


Инсан Оғли болса, һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән! У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду.


Яқупниң қешидин бәзи адәмләр келиштин бурун, Петрус йәһудий әмәс мәсиһийләр билән дайим һәмдәстихан болуп туратти. Лекин бу адәмләр кәлгәндин кейин Петрус йәһудий әмәсләрдин өзини тартип, улар билән һәмдәстихан болмайдиған болди. Чүнки у йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк, дәп ойлайдиған бу йәһудий қерин­даш­ларниң әйиплишидин қорққан еди.


Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду.


Шуңа һәзрити Әйса бу һәқтә уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:


«Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite