Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 15:10
23 Referans Kwoze  

Мана шуниңға охшаш, товва қилған бир гунакар үчүн болидиған асмандики хурсәнлик, товва қилиши һаҗәтсиз болған тохсән тоққуз адил киши үчүн болидиған асмандики хурсәнликтин чоң болиду.


Чүнки Худаниң ирадиси билән чәккән қайғу кишини товва қилдуруп, уни қутқузулушқа елип бариду. Бу хил товва қилиш кишини пушайман қилдурмайду. Лекин бу дунияниң һәләкчилиги үчүн болған қайғу болса кишини товва қилдурушқа әмәс, бәлки өлүмгә елип бариду.


Ундақ әмәс! Билип қоюңларки, гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму һалак болисиләр.


Шуниңға охшаш, асмандики Атаңларму бу сәбиләрниң һеч қайсисиниң езип қелишини халимайду.


Шундақ екән, пүткүл периштәләр пәқәт Худаниң хизмәткар­лиридур. Улар қутқузулидиғанларға хизмәт қилиш үчүн Худа тәрипи­дин әвәтилгән роһлардур.


Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип: — Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.


Қисқиси саңа ейтайки, униң нурғун гуналириниң һәммиси кәчүрүм қилинди. Шуңа униң Маңа көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур. Лекин өзиниң гуналирини аз дәп ойлайдиғанлар кәчүрүм алғандиму, уларниң меһир-муһәббити аз болиду, — деди.


— Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақли­ниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду.


Худаниң қулуң Онесимусниң вақитлиқ сениң йениңдин қечишиға йол қойғанлиғи, бәлким кейин сениң уни мәңгү елип қелишиң үчүндур.


Лекин шу кечә Худаниң бир периштәси зинданниң қатму-қат дәрвазилирини ечип, әлчиләрни елип чиқип, уларға:


Көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни Мәнму асмандики Атамниң алдида етирап қилимән.


— Көңүл қоюп аңлаңлар! — деди һәзрити Әйса гепини давамлаш­туруп, — һазир көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни, кейин Инсан Оғлиму Худаниң периштәлири алдида етирап қилиду.


Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанлар, Худаниң периштәлири алди­диму рәт қилиниду.


Мабада тепивалса, холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқитип қойған тәңгәмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду.


Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Бир адәмниң икки оғли бар екән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite