1 Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақилиниң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти.
Бәзиләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәш мәхситидә Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Шуңа һәзрити Әйсани диққәт билән күзитиш үчүн пайлақчиларни әвәтти. Бу пайлақчилар сәмимий қияпәткә киривелип, һәзрити Әйсадин соалларни сорап, Уни сөзидин тутувелип, римлиқ һакимниң җазалишиға тапшурмақчи болушти.
Һәзрити Әйса сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, бир пәрисий Уни өйигә тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса өйгә кирип, дәстиханда олтарди.
Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди.
Лекин уларниң арисида пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған пәрисий диний еқимидики Ғамалийил исимлиқ бир Тәврат устази бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бир дәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйриди.
Адәм қойдин көп қиммәтликтә! Демәк, дәм елиш күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғун.
У йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсадин Худаниң Падишалиғиниң қачан намайән болидиғанлиғини сориди. Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Худаниң Падишалиғиниң намайән болуши көз билән көргили болидиған иш әмәс.