Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 13:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Әҗдадимиз Ибраһимниң әвлатлиридин болған бу аял он сәккиз жилдин бери шәйтанниң сиртмиғида турупту. Әнди дәм елиш күни болсиму уни сиртмақтин бошитивәтсәм яман боптуму?!

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 13:16
11 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Инсан дәм елиш күни үчүн әмәс, дәм елиш күни инсан үчүн яритилди.


Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атиси­дур.


— Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти.


Әгәр «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрики­тиңлар билән испатлаңлар. Униң үстигә өзәңларчә «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Худа бовимиз Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.


— Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән.


«Әй бовам Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарни әвәткәйсән. У бармиғиниң учи билән су темитип, тилимни нәмдәп қойғай, чүнки мән бу от ялқуниниң ичидә интайин азаплиниватимән!» дәп вақирапту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite