9 Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанлар, Худаниң периштәлири алдидиму рәт қилиниду.
Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду.
Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
Бу заманниң вапасиз вә гунакар кишилири алдида кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мәнму Атамниң шан-шәриви ичидә муқәддәс периштәләр билән биллә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанларни Мәнму асмандики Атам алдида рәт қилимән.
Сениң әмәлиятиңни билимән. Күчүң аҗиз болсиму, тәлимимгә әмәл қилдиң вә намимни инкар қилмидиң. Шуниң үчүн алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.
Һалбуки, у чағда Мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар», дәймән.
Худа Өз Оғлини рәт қилғанларниң Атиси болмайду, әксичә Уни етирап қилғанларниң Атиси болиду.
Бирақ жигит: «Билип қоюңларки, мән силәрни тонумаймән», дәп җавап берипту.
Демәк, әзиз балилирим, давамлиқ Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаңлар. Шундақ қилсаңлар, У қайтип кәлгәндә жүригимиз тоқ туриду һәм Униң алдида хиҗаләтчиликтә қалмаймиз.
Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар!
— Инсан Оғли өз шан-шәриви ичидә пүтүн периштәлири билән биллә кәлгинидә, Падиша болуп шәрәп тәхтидә олтириду.
Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду.
— Яқ! Мән Уни тонумаймән! — дәп танди Петрус.