4 Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Достлар, җениңларни тениңлардин җуда қилиштин башқа зиянкәшлик қолидин кәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар.
Тениңларни өлтүрсиму, җениңларни алалмайдиғанлардин қорқмаңлар. Әксичә тениңларниму, җениңларниму дозақта һалак қилалайдиған Худадин қорқуңлар.
Кәлгүсидә чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Билип қойғинки, шәйтан араңлардин бәзиләрни йеқинда зинданға ташлитип синимақчи. Силәр он күнгичә қийнилисиләр. Таки өлгичә Маңа садиқ бол. Шу чағда Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.
Силәргә қарши турғучилардин қилчә қорқмаңлар. Силәрдики бу ғәйрәт уларниң һалак болидиғанлиғиниң, силәрниң болса, Худа тәрипидин қутқузулидиғанлиғиңларниң бәлгүсидур.
Лекин һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, нәқәдәр бәхитликсиләр! Башқиларниң қорқутушидин қорқмаңлар вә әнсирәп кәтмәңлар,
Буниң билән Тәвратта ейтилған: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди», дегән сөз испатланди вә Ибраһим Худаниң дости дәп аталди.
Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.
Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур.