Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 12:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Һәзрити Әйса йәкүнләп мундақ деди: — Өзигә байлиқ топлиған, амма Худаниң нәзәридә бай болмиған кишиниң ақивити мана шундақ болиду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 12:21
14 Referans Kwoze  

Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.


Мал-мүлкүң­ларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр.


Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән, лекин әмәлиятта сән бай. Өзлирини йәһудий дәвалғанларниң төһмәтлирини билимән. Әмәлиятта улар йәһудий әмәс, бәлки шәйтанниң груһиди­киләрдур.


Гунайиңға товва қилмай, җаһиллиқ қилишиң билән Худаниң ғәзивини техиму қозғайсән. Худа ғәзәпкә келип, Өзиниң адил һөкүмини жүргүзидиған күни сән өз бешиңға өзәң чиққан болисән.


Әгәр силәр бу дуниядики байлиқларни бир тәрәп қилишта сәмимийәтсиз болсаңлар, Худа қандақму җәннәттики һәқи­қий байлиқни силәргә ата қилсун?


Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Раһәт-парағәт силәргә яр болмас әнди.


Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.


Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қуру­туп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite