12 Чүнки немә дейишиңларни Муқәддәс Роһ шу вақитта силәргә үгитиду.
Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.
Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ сөзләйду.
Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди: — Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири!
Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.
Пәрвәрдигар униңға: — Адәмгә сөзләш қабилийитини бәргән ким? Уни сөзләләйдиған яки сөзләлмәйдиған, аңлалайдиған яки аңлалмайдиған, көрәләйдиған яки көрәлмәйдиған қилған Мән Пәрвәрдигар әмәсму?
Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.
Сән баривәр, Мән саңа сөзмәнлик ата қилимән. Немә дейишиң керәклигини Мән саңа үгитимән, — деди.
Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду.
Көпчилик ичидин бир киши һәзрити Әйсаға: — Устаз, акамға атимиздин қалған мирастин маңа тегишлигини беришини буйрусиңиз, — деди.