Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:42 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

42 Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, сузап қатарлиқ дора-дәрманларниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ һәққанийлиқ вә Худаға болған муһәббәткә сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, улар­ғиму сәл қарашқа болмайду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:42
22 Referans Kwoze  

Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зирәләрниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәп­лири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду.


Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.


Әгәр бири «Худани сөйимән», дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көзигә көрүнүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр ақартип қоюлған, сиртқи көрүнүши чирайлиқ, лекин ичи өлүк устихан вә һәр хил чириған нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр.


лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite