Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болған­ларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:41
37 Referans Kwoze  

Мал-мүлкүң­ларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр.


Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.


Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән.


Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.


Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.


Шуңа өз байлиғиңлар билән ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм берип, уларни дост тутуңлар. Ундақ қилсаңлар, байлиқ түгигәндә, бақий дунияда күтүвелинисиләр.


Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.


Бир киши разимәнлик билән чамисиниң йетишичә бәрсә, бу иш Худани хурсән қилиду. Худа һәргизму һәр кимдин өзидә йоқи­ни­му беришни тәләп қилмайду.


Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға: — Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди.


Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса униңға йәнә мундақ деди: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң.


Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилиги­нини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар.


Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән.


Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим.


Сирттин киргән нәрсә инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға бариду. У йәрдин тәрәт болуп чиқип кетиду, — деди. Һәзрити Әйса бу сөзләр арқилиқ йемәкликләрниң һәммисиниң һалал екәнлигини билдүргән еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite